путин истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисиниң муддитини узартиш қарарини думаға сунди

русийә пирезиденти виладимир путин йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисиниң муддитини узартиш тоғрисидики қарарнамәсини русийә парламентиниң төвән қанити — думаға сунди.

1571962
путин истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисиниң муддитини узартиш қарарини думаға сунди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә парламентиниң төвән қанити — думаниң тор бетидики учурларға қариғанда, путинниң тәстиқлаш үчүн сунған қарари йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисииниң бәш йиллиқ, йәни 2026 – йили 5 – февралғичә узартилишини мәзмун қилидикән.

киремил сарийи түнүгүн байанат елан қилип, путин билән америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң телефон сөһбитидә, тәрәпләрниң йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисиниң муддитини узартиш тоғрисида сөзләшкәнликини билдүргәниди.

америка қошма иштатлириниң совет русийәси билән 1991- йили вә русийә федератсийәси билән 1993 – йили имзалиған истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамилириниң давами сүпитидики йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамиси, вашингтон билән москва отттурисидики әң ахирқи йадро қорали келишими һесаблиниду.

шәртнамә йирақ мусапилик йадро қораллири билән башқурулидиған бомбиларға чәклимә қойушни мәзмун қилиду.

2011- йили 5- февралда иҗра қилинишқа башлиған 10 йиллиқ шәртнаминиң муддити 2021- йили 2- айда тошиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر