йавропа билән түркийә учришишларни давамлаштуруш тоғрисида пикир бирлики һасил қилди

йавропа иттипақиниң ташқи сийасәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп борел (Josep Borrell) түркийә билән йеқинқи һәптиләрдә өткүзүлүватқан учришишларни давамлаштуруш тоғрисида пикир бирлики һасил қилғанлиқлирини билдүрди.

1571029
йавропа билән түркийә учришишларни давамлаштуруш тоғрисида пикир бирлики һасил қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң ташқи сийасәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп борел йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлириниң күнтәртип маддилиридин бири болғанлиқини билдүрди.

у: «түркийә даирилириниң йеқинда өткүзүлгән йавропа иттипақи кеңиши йиғинидин буйан әвәткән муһим сигналларни вә йолға қойған сийасәтләрни хатирилидуқ» деди.

у түркийә билән дийалог вә һәмкарлиқларни мустәһкәмләш үчүн учришишларниң әһмийитини тәкитләп, түркийә билән гиретсийә оттурисидики учришишлар үстидә тохталди.

у икки дөләт оттурисидики деңиз ихтилаплирини һәл қилишниң, б д т деңиз қануни келишими асасида болидиғанлиқини илгири сүрди.

у түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң өткән һәптидики бирйуссел зийаритидә, йавропа иттипақиниң қандақ сигналларни алғанлиқини вә қандақ сигналларни бәргәнликини байан қилип, мундақ деди:

«2020-йилида мунасивәтлиримизни қийинчилиққа иттиргән мәсилиләрни көздин кәчүрдуқ. икки тәрәп буларни йиңиш, әндишәлирини ортақлишиш, бирликтә хизмәт қилиш вә техиму йахши қошнидарчилиқ мунасивәтлири орнитиш темилирида техиму йахши сийасәт йүргүзүштә пикир бирлики һасил қилди. өткән йили йаз вә күздә мунасивәтлиримизни зәһәрлигән мәсилиләрниң, бүгүн тохтиғанлиқини ейтиштин өзәмни хушаллиқ һес қилимән. түркийә парахотлири вә қедериш мәшғулатлири һазир йоқ. һәр икки тәрәп келишим һасил қилиш үчүн, бу хизмәтләрниң сүритини тезләштүрүш вә иҗабий пайдилиниш үчүн пикир бирлики һасил қилди. түркийә-гиретсийәниң дәсләпки учришишлири башланди. феврал ейиниң оттурилири йаки ахирида қибрис мәсилисини һәл қилиш музакирәлириниң башлинишини үмид қилимиз. 2020-йилидики барлиқ темилар наһайити қийин иди. йахши атмосфера шәкиллиниши үчүн қибрисқа вә деңиз һоқуқ саһәсигә охшаш темиларда сүкүт қилиш лазим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر