бағдатта адәм бомба һуҗуми қилғучиниң сәуди әрәбистанлиқ әмәс, ирақлиқ икәнлики билдүрүлди

ирақ армийәси 21-йанвар пәйтәхт бағдатта йүз бәргән вә  32 кишиниң җениға замин болған 2 адәм бомба һуҗумини садир қилғучиниң  ирақ пуқраси икәнликини елан қилди.

1570302
бағдатта адәм бомба һуҗуми қилғучиниң сәуди әрәбистанлиқ әмәс, ирақлиқ икәнлики билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ қораллиқ қисим баш қоманданлиқ иштабиниң байанатчиси йәһйа рәсул дөләт телевизийәсигә бәргән байанатида, бағдатниң мәркизидики тайаран мәйдани кона буйумлар вә кийим-кечәкләр сетилидиған һәмдә даим төвән киримлик ​​кишиләр көп келидиған базардики һуҗумға мунасивәтлик әң йеңи илгириләшләр һәққидә мәлумат бәрди.

байанатчи йәһйа рәсул: «сақчиларниң һуҗумға алақидар игилигән мәлуматлири вәқә садир қилғучиларниң ирақ пуқраси икәнликини көрситип бериду» деди.

йәһйа рәсул иҗтимаий алақә торида адәм бомбилардин бирсиниң сәуди әрәбистанлиқ икәнликигә даир рәсимләр һәмбәһирләнгәнликини, бирақ мәзкур кишиниң хели бурунла өз дөлитидики бир паалийәттә бәдинигә теңилған бомбини партлитип өлгән киши икәнликини ейтти.

пайтәхт бағдатта 21-йанвар бир базарға қилинған һуҗумда 32 киши қаза қилип, 110 киши йариланған иди.

һуҗумниң җавабкарлиқини терорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر