иран нетанйаһуниң тәбрик телеграммисики иранға аит мәзмунға наразилиқ билдүрди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф ирақ пайтәхти бағдадта йүз бәргән һуҗум билән исираилийә баш министири нетанйаһуниң байанатлиридики ортақ мәқсәтниң, американиң йеңи пирезиденти җо байдинни тузаққа чүшүрүш икәнликини илгири сүрди.

1568845
иран нетанйаһуниң тәбрик телеграммисики иранға аит мәзмунға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф твиттерда һәмбәһирлигән учурида, түнүгүн (2021-йили 22-йанвар) бағдадта йүз бәргән адәм бомба һуҗуми вә нетанйаһуниң байдинни тәбрикләп елан қилған телеграммисидики иранға мунасивәтлик сөзлиригә инкас қайтурди.

у: «бағдадтики террорлуқ һуҗумлири вә нетанйаһуниң мәқсити, американиң йеңи пирезиденти байдинни тузаққа чүшүрүп, америкалиқларниң җени вә мелини иранға қарши исирап қилиш. нетанйаһуниң ечинишлиқ чарәсизликкә қаримай иранға қарши түзгән пәскәш пиланлири мувәппәқийәтсизлик билән ахирлишиду» деди.

түнүгүн бағдад мәркизи тайаран мәйданида йүз бәргән адәм бомба һуҗумида, 32 кишиниң җенидин айрилип, 110 кишиниң йариланғанлиқи елан қилинған иди.

исираилийә баш министири нетанйаһу 20-йанвар қәсәм берип пирезидентлиқ һоқуқини тапшурувалған америка пирезиденти байдинни тәбрикләп елан қилған телеграммисида: «америка-исираилийә иттипақлиқини техиму күчәйтиш, исираилийә билән әрәб дунйаси оттурисидики тинчлиқни кеңәйтишни давамлаштуруш вә асаслиқи иран пәйда қилған тәһдит қатарлиқ ортақ қийинчилиқлар билән йүзлишиш үчүн, сиз билән биргә хизмәт қилишни төт көз билән күтимән» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر