салиһ: трамп һөкүмити талибанға зийадә имтийаз берип хата қилди

афғанистанниң биринчи муавин пирезиденти әмруллаһ салиһ, доналд трамп рәһбәрликидики америка қошма иштатлириниң талибанларға ашуруп имтийаз бериш арқилиқ еғир хаталиқ өткүзгәнликини илгири сүрди.

1564529
салиһ: трамп һөкүмити талибанға зийадә имтийаз берип хата қилди

түркийә авази радийоси хәвири: салиһ байанат елан қилип, америка билән талибан оттурисидики келишимниң хата әмәсликини, әмма американиң талибанларға ашуруп имтийаз бериш арқилиқ еғир хаталиқ өткүзгәнликини оттуриға қойди.

у америка армийәсиниң афғанистандин айрилишиниң зораванлиқниң көпийишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини тилға елип, талибанға шәртсиз вә капаләтсиз ишинишниң ақивитиниң хәтәрлик болидиғанлиқини тәкитлиди.

афғанлар ара тинчлиқ сөһбәтлири башлиништин бурун америка вәкилләр өмикиниң йанлириға кәлгәнликини билдүргән салиһ: «америка вәкилләр өмики бизгә бәш миң талибан мәһбусни қойуп бәрсәңлар зораванлиқ ахирлишиду, дәп қәсәм бәргәниди. әксичә, мәһбусларниң қойуп берилиши билән зораванлиқ көпийип кәтти» деди.

у, талибанларниң «террорлуқ тәшкилати әлқаидә билән болған мунасивитини үзидиғанлиқи» тоғрисидики вәдисини әмәлгә ашурмиғанлиқини, әлқаидә билән болған мунасивитиниң йәнила давам қиливатқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر