венгирийә йуқири соти п к к / й п г әзаси икки террорчиниң қамақ җазасини тәстиқлиди

венгирийәдә «террорчиларни мәбләғ билән тәминләш» җинайити билән әйиблинип икки йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси болған бу бир җүп әр- айал җазаси тәстиқланди.

1562516
венгирийә йуқири соти п к к / й п г әзаси икки террорчиниң қамақ җазасини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: венгирийә хәвәр агентлиқи, сегед шәһиридики бир сот мәһкимиси тәрипидин 2019 – йили террорчиларни мәбләғ билән тәминләш җинайити билән әйиблинип икки йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған вә сәккиз йил бойичә венгирийәгә кириши чәкләнгән террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси әр – хотунниң җазаси йуқири сотниң тәстиқидин өткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, биринчи сот мәһкимисиниң һөкүминиң мувапиқ икәнликини билдүргән содийә аттила җо, җавабкарларниң бәш йил бойичә түркийәгә қарши қораллиқ һәрикәтләр билән шуғулланған тәшкилатниң паалийәтлири тоғрисида рошән учурға игә икәнликини, уларниң үстидин чиқирилған һөкүмниң тоғра икәнликини оттуриға қойған.

хәвәрдә, биринчи қетимлиқ испат аңлаш сотида қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин кейин, җавабкарларниң өткән йили венгирийәдин германийәгә берип, у йәрдин панаһлиқ тилигәнликигә ишарәт қилинди.

дөләт тәвәлики һәққидә учур берилмигән әр гумандарниң 2009- йили йавропа иттипақи тәрипидинму террорлуқ тәшкилати дәп қобул қилинған п к к ға өз ихтийарлиқи билән қатнашқанлиқи вә 2014 – йилидин башлап тәшкилатниң сүрийәдики паалийәтлиригә қатнашқанлиқи әскәртилди.

иранлиқ икәнлики билдүрүлгән айал гумандарниң 2010- йили 15 йешида п к к қатнашқанлиқи, 2014- йилдин башлап еригә охшашла тәшкилатниң сүрийәдики паалийәтлиригә иштирак қилғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә йәнә, гумандарларниң 2015- йили тәшкилаттин айрилип той қилғанлиқи вә адәм әткәсчилириниң йардимидә 2017 – йили 6 – декабирда венгирийә чеграсиға берип панаһлиқ тилигәнликигә даир учурларға орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر