афғанистанда җамаәт хәвпсизлики министирлиқи байанатчиси бомба һуҗумиға учриди

һуҗумда афғанистан җамаәт хәвсизлики министирлиқи байанатчиси зийа вадан вә униң 2 дости қаза қилди.

1560663
афғанистанда җамаәт хәвпсизлики министирлиқи байанатчиси бомба һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң пайтәхти кабулда йүз бәргән бомба һуҗумида үч киши қаза қилди.

афғанистан ички ишлар министирлиқи байанатчиси тариқ арйән мухбирларға бәргән байанатида, җамаәт хәвпсизлики министирлиқи байанатчиси зийа ваданниң аптомобилиға орунлаштурулған бомбаниң кабулниң картә-нев районида партилиғанлиқини билдүрди.

тариқ арйән һуҗумда зийа вадан вә униң 2 достиниң қаза қилғанлиқини һәмдә 1 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

байанатчи бу һуҗумда талибанниң җавабкарлиқи барлиқини илгири сүрди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечкиши өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر