трамп байдинниң қәсәм ичиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини билдүрди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп пирезидентлиққа сайланған җо байдинниң 20 – йанвар күни өткүзүлидиған қәсәм ичип вәзипә тапшурувелиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини билдүрди.

1560382
трамп байдинниң қәсәм ичиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, елан қилған байанатида, байдинниң қәсәм ичип вәзипә тапшурувелиш мурасимиға қатнишип қатнашмайдиғанлиқиға алақидар соалларға җаваб берип мундақ деди: «бу мәсилигә қизиқидиғанларға беридиған җавабим шуки, 20 – йанвар күни өткүзүлидиған мурасимға қатнашмаймән.»

җо байдин болса, трампниң мурасимға қатнашмайдиғанлиқиға инкас қайтуруп, «трампниң мурасимға кәлмәслики техиму йахши, дәрвәқә, у дөләт үчүн номуссизлиқ мәнбәси» деди, әмма у, муавин пирезидент майк пенсни мурасимда көрүштин пәхирлинидиғанлиқини ейтти.

йәнә бир тәрәптин, демократлар, «дөләт мәҗлисигә бесип кириш тәшәббусиниң җавабкари» дәп қараватқан пирезидент трампқа қарши дүшәнбә күни йеңи бир вәзиписидин йирақлаштуруш басқучини ишқа кириштүрүшкә тәййарланмақта.

америка таратқулириниң хәвәр қилишичә, авам палатасиниң башлиқи нанси пелоси, җүмә күни демократ вәкилләр билән бир йәргә җәм болғанда, мундақ дегән: «трампниң майк пенс тәрипидин вәзиписидин қалдурулушини үмид қилимән, ундақ болмайдикән, трампни вәзиписидин йирақлаштуруш басқучини ишқа кириштүримиз.»

игилинишичә, авам палатасида трампни вәзиписидин қалдуруш мәсилиси авазға қойулуп, трамп әйибләнгән тәқдирдә, трамп «уда икки қетим вәзиписидин қалдурулуш тоғрулуқ әйибләнгән» тунҗи пирезидент болидикән.

америка қошма иштатлирида елип берилған рай синаш нәтиҗилириму, чаршәнбә күнидики дөләт мәҗлисигә бесип кириш тәшәббусидин кейин, хәлқниң % 57 тиниң «трамп дәрһал вәзиписидин қалдурулуши лазим» дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر