америкада африқилиқ җорҗ флойидни өлтүргән сақчи қойуп берилди

америкада африқилиқ җорҗ флойидни назарәткә елиш әснасида бойнини тизи билән бесип өлүмигә сәвәб болған сақчи дерек чавин кепилликкә қойуп берилди.

1505238
америкада африқилиқ җорҗ флойидни өлтүргән сақчи қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: миннесота иштатлиқ сот мәһкимиси тәрипидин елан қилинған байанатта, җорҗ флойидни назарәткә елиш әснасида бойнини 8 минутқичә тизи билән бесип, униң өлүмигә сәвәб болған сақчи чаввинниң (44 йаш) кепилликкә қойуп берилгәнлики билдүрүлди.

чаввин май ейидин бери тутуп туруливатқан дуб бағчиси егизликидики түрмидин шәртлик қойуп берилиши үчүн 1 милйон долларлиқ кепиллик бәдилигә «Allegheny Casualty Company» намлиқ ширкәтниң капаләт бәргәнлики уқтурулди.

флойидниң өлүмидә хаталиқи ениқланған 4 сақчидин үчи илгирики сотта 750 миң долларлиқ капаләт билән қойуп берилгән иди.

дерек чавин кепилликкә қойуп берилгәндин кейин, флойид сотида сотланған сақчиларниң һәммиси қойуп берилгән болди.

иккинчи дәриҗилик қәстләп өлтүрүш җинайити билән әйибләнгән чавин вә башқа 3 сақчи мәмуриниң 2021 - йили мартта қайта сотлиниши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر