халилзад иран билән көрүшүшни халайдиғанлиқлирини билдүрди

америка пирезиденти доналд трампниң афғанистан алаһидә вәкили залмай халилзад афғанистандики тинчлиқ мусаписи мәсилисидә, иран билән көрүшүшни халайдиғанлиқирини ейтти.

1497285
халилзад иран билән көрүшүшни халайдиғанлиқлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент трампниң афғанистан алаһидә вәкили вашингтондики америка тинчлиқ иниститутида видео конферанс шәклидә өткүзүлгән бир пирограммида, афғанистанда һөкүмәт билән талибан оттурисидики тинчлиқ мусаписиниң мувәппәқийәтлик болуши үчүн район дөләтлириниң қоллишиниң муһим әһмийәткә игә икәнлики үстидә тохталди.

бу даиридә американиң иран билән афғанистандики тинчлиқ мусаписи мәсилиси бойичә көрүшүшләрниң өткүзүлүшини мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқини әскәрткән халилзад: «иран, америка билән өзи оттурисида келишим түзүлгичә бизни ғайәт зор бәдәл билән афғанистандики тоқунушниң ичидә тутуп турушни үмид қилиду. биз иранлиқларға афғанистан мәсилисидә көрүшүшни тәклип қилдуқ» деди.

у афғанистанда иранға йеқин қораллиқ гуруппиларниң һәрикәтлирини көзитиватқанлиқлирини вә америкаға қарши һәрикәт қилған әһвалда, бу гуруппиларға зәрбә берилидиғанлиқини тәкитлиди.

иранниң йерим ғәйрий рәсмий «фарс хәвәр агентлиқи» да билдүрүлүшичә, халилзадниң байанатлириға, тунҗи болуп иранниң афғанистан алаһидә вәкили ибраһим таһирийан фәрд инкас қайтурди.

ибраһим таһирийан фәрд афғанистан һөкүмити билән талибан оттурисидики музакирәләрни рәсмий вә рошән һалда қоллиғанлиқлирини вә афғанистанда узун муддәтлик тинчлиқ мусаписини илгирилитишкә тәййар икәнликлирини билдүрди.

у халилзадниң талибанниң афғанистандики роли һәққидә әмәлийәткә уйғун болмиған байанатларни елан қилғанлиқини вә вашингтонниң афғанистандики өзгиришләрни тоғра чүшинәлмигәнликини қәйт қилди.

америка билән талибан оттурисида 2019-йили декабирда қайтидин башланған учришишлар, «зораванлиқниң азайтилиши» нами астида уруш тохтитиш қарари билән ахирлашқан иди. 2020-йили 22-феврал башланған йәттә күнлүк мусапиниң ахирида, йәни 29-феврал тинчлиқ келишими имзаланған иди. келишим, афғанистан һөкүмитиниң талибан билән бивастә тинчлиқ учришишиниң йолини ачқан иди.

2020-йили 12-сентәбирдә қатар пайтәхти доһада башланған афғанистан һөкүмити билән талибан оттурисидики тинчлиқ учришиши давам қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر