хитай: 3 дөләтниң хоңкоң билән түзгән гумандарларни қайтуруп бериш келишими тоңлитилди

хитай, канада, австралийә вә әнглийәниң хоңкоң алаһидә мәмури райони билән түзгән җинайәт гумандарлирини қайтуруп бериш келишимини тоңлитип қойди.

1463711
хитай: 3 дөләтниң хоңкоң билән түзгән гумандарларни қайтуруп бериш келишими тоңлитилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ваң венмин бейҗиңда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида байанат берип, канада, австралийә вә әнглийәниң хитайниң ички ишлириға арилишишиға қайтурулған инкас сүпитидә мәзкур дөләтләр билән хоңкоң отторисидики җинайәт гумандарлирини қайтуруп бериш вә әдлийә саһәсидә һәмкарлиишиш келишимлириниң тоңлитип қойулғанлиқини уқтурди.

ваң венмин, канада, австралийә вә әнглийәниң әдлийә саһәсидики һәмкарлиқни сийасийлаштурғанлиқини вә дөләт хәвпсизликигә мунасивәтлик мәсилиләрдә қош өлчәм қолланғанлиқини илгири сүрди.

канада, австралийә вә әнглийә, хитайниң хоңкоң алаһидә мәмури районида дөләт хәвпсизлик қанунини иҗра қилишқа башлиғанлиқини илгири сүрүп, бир тәрәплимә һалда хоңкоң билән имзаланған җинайәт гумандарлирини қайтуруп бериш келишимини тохтитип қойғанлиқлирини елан қилғаниди.

йәнә бир тәрәптин йеңи зеландийәму бүгүн хоңкоң билән түзгән мәзкур келишимни тоңлитип қойғанлиқини елан қилған вә бу келишимниң иҗра қилинишидин чоңқур әндишә қилидиғанлиқини оттуриға қойғаниди.

бейҗиң һөкүмити, һәрқайси дөләтләрниң бу мәсилә тоғрисидики позитсийәсигә хоңкоңға сиртниң мудахилә қилиши дәп баһа берип қарши чиқмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر