фирансийәлик йазғучи: мән париждин тепилмайдиған маскини әнқәрәдин алдим

фирансийәлик журналист, йазғучи вә сенарийәләштүргүчи йен – кристоп гранҗ йеқинда фирансийәниң пайтәхти парижда тепилмайдиған маскини әнқәрәдин алғанлиқини ейтти.

1418455
фирансийәлик йазғучи: мән париждин тепилмайдиған маскини әнқәрәдин алдим

түркийә авази радийоси хәвири: фирансоз мәдәнийитини чәт әлләрдә тонуштуруш паалийәтлири билән шуғуллинидиған фирансийә иниститутиниң аммиви ортақлишиш тор бетиниң түркчә сәһиписидә елан қилинған видеолуқ учурда, гранҗ  бу һәқтә тохталғанда мундақ деди: «парижда карантин башлиниш һарписида түркийәдә идим, чүнки парижда маска қалмиғанлиқи үчүн, әнқәрәдә һәммә йәрдә маска издәвататтим. әнқәрәдин мәз издигән маскини таптим, андин парижға келә – кәлмәйла чегра еғизлири тақалди. әнқәрәдә турған күнлиримгә даир йахши  тәсиратлирим бар. түркийәдә түрк оқурмәнлирим мени наһайити йахши күтүвалди. шуни сәмимийлик билән әскәртип өтимәнки, түркийәни көз алдима кәлтүргән һаман муңлинип кетимән, пат йеқинда түркийәгә қайтимән.»

у, март ейида фирансийә иниститутиниң пилани даирисидә «әнқәрә китаб йәрмәнкиси» үчүн пайтәхт әнқәрәгә кәлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر