вухән вируси һәҗ қилишниң чәклинишигә сәвәб боларму?

сәуди әрәбистан вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин өмрә вә мәсҗиди нәбәви зийарәтлириниң вақитлиқ тохтитилғанлиқини елан қилди.

1367297
вухән вируси һәҗ қилишниң чәклинишигә сәвәб боларму?

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан ташқи ишлар министирлиқи елан қилинған вә с п а (SPA) агентлиқида берилгән байанатта: «вирусниң алдини елиш үчүн, өмрә вә мәсҗиди нәбәви зийарити үчүн сәуди әрәбистанға келиш, болупму вирус хәтәрлик һалға кәлгән дөләтләрдин сәуди әрәбистанға сайаһәткә келиш, сәуди әрәбистан билән парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңишигә әза дөләтләр пуқралириниң таможнидин кириш-чиқишта кимлик картисини көрситиш вақитлиқ тохтитилди» дейилди.

пакистанда вухән вирусиға мунасивәтлик дәсләпки вәқә көрүлди.

пакистан сәһийә министири зафәр мирза твиттерда байанат елан қилип, тәхминән 200 милйонлуқ дөләттә икки кишидә вухән вирусиниң байқалғанлиқини, уларниң саламәтлик әһвалиниң йахши икәнликини билдүрди.

кувәйттә вухән вируси сәвәбидин март ейиниң дәсләпки икки һәптисидә мәктәпләрниң қойуветилидиғанлиқи елан қилинди. кувәйт һөкүмитиниң байанатчиси тарик әлмәзрам мухбирларниң зийаритини қобул қилип, министирлар кеңиши йиғинида, барлиқ мәктәпләрни 1-марттин башлап икки һәптилик дәм елишқа қойуветиш һәққидә қарар чиқирилғанлиқини ейтти.

кувәйт сәһийә министирлиқи иранға сайаһәткә барғанлар билән учрашқан бир кишидә вухән вирусиниң байқалғанлиқини, буниң билән йуқумланғанлар омумий саниниң 26 гә чиққанлиқини елан қилди.

кувәйт ирандин тәхминән 800 пуқрасини қайтуруп кәлгән иди.

ливанда вухән вируси билән йуқумланғанларниң сани иккигә чиқти. ливан сәһийә министирлиқи 2020-йили 20февралда иранниң қум шәһиридин кәлгән йолучиларниң биридә вухән вирусиниң байқалғанлиқини вә саламәтлик әһвалиниң йахши икәнликини қәйт қилди.

ийорданийә падишаһлиқи һава йоллири ширкити италийәдики вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр сәвәбидин умман-рим сәпәрлирини тохтатти.

бәһрәйн вухән вирусиниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн барлиқ ирақ-ливан айропилан сәпәрлириниң тохтитилғанлиқини елан қилди.

бәһрәйн сәһийә министирлиқи вухән вируси билән йуқумланғанларниң 26 гә чиққанлиқини уқтурған иди.

ирақ һөкүмитиму вухән вирусиниң алдини елиш елиш үчүн мәктәпләрни 10 күн қойувәтти.

ирақ киризисқа тақабил туруш ториниң йазма байанатида, вухән вируси сәвәбидин универстетларни өз ичигә алған барлиқ оқу-оқутуш орунлириниң 10 күн дәм елишқа қойуветилгәнлики қәйт қилинди.

байанатта йәнә, қәһвәхана, чайхана, көңүл ечиш сорунлири вә башқа иҗтимаий паалийәт сорунлирини 28-февралдин 7-мартқичә тақашниң қарар қилинғанлиқи әскәртилди.

ирақлиқларниң хитай, иран, йапонийә, җәнубий корейә, тайланд, сингапор, италийә, кувәйт вә бәһрәйнгә бериши чәкләнди. дипломатик һәйәтләрниң бу чәклиминиң сиртида икәнлики билдүрүлди.

қәйт қилинишичә, бәһрәйн билән кувәйттин ираққа кириш чәкләнгән.

ирақ сәһийә министирлиқи 25-феврал кәркүктә ирандин қайтип кәлгән бир аилидики төт кишидә, вухән вирусиниң байқалғанлиқини елан қилған иди.

гирузийә вухән вируси байқалған тунҗи дөләт болуп қалди.

гирузийә ишғал қилинған районлардики мусапирлар, хизмәт, сәһийә вә иҗтимаий ишларға мәсул министир екатерин тикарадзе (rine Tikaradze), дөлитидә ирандин әзәрбәйҗан арқилиқ гирузийәгә кәлгән бир кишидә, ухән вирусиниң байқалғанлиқини билдүрди.

у чегра еғизида кәзкур кишини контрол қилған хадимларниңму саламәтликини тәкшүрүш үчүн дохтурханиға йатқузулғанлиқини әскәртти.

вухән вируси хитайда 2746, иранда 19, италийәдә 12 вә җәнубий корейәдә 11 кишиниң өлүмигә сәвәб болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر