бәччивазлиқ архиплири папалиқниң сири қатаридин чиқирилди

католикларниң руһани рәһбири шундақла ватикан дөләт рәиси папа фиранҗисҗус бәччивазлиқ архиплирини папалиқниң сири қатаридин чиқирип ташлиди.

1325417
бәччивазлиқ архиплири папалиқниң сири қатаридин чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: ватикан тәрипидин елан қилинған байанатта, папа фиранҗисҗусниң бәччивазлиқ җинайәтлириниң йаш чәклимисини әслидики 14 йаштин 18 йашқа чиқарғанлиқи билдүрүлди.

папа фиранҗисҗус кичик балиларниң сериқ рәсимлирини сақлаш вә тарқитишни «әң чоң җинайәтләр» қатариға киргүзүшни қарар қилди.

папа фиранҗисҗусниң қарари билән ватикан әдлийә сарийи вә баш руһанийлиқ архиплирида сир сүпитидә сақлиниватқан басқунчилиқ вә бәччивазлиққа даир доклатлар, байан вә һөҗҗәтләр папалиқ сири қатаридин чиқирилип, мунасивәтлик дөләтләрниң әдлийә органлириға тапшурулса болидиған һалға кәлтүрүлди. 

попларниң кичик балиларға басқунчилиқ қилиш билән әйиблиниши сәвәбидин католик чиркавларниң йүз абройи төкүлүп кәткән иди.   

папа фиранҗисҗус алдинқи йили ватиканда раһиплар һәққидә давамлишиватқан 2000 дин артуқ басқунчилиқ делолири барлиқини вә бу тәкшүрүш башқучиниң аста кетиватқанлиқини ейтқан иди.

католик хиристийан дунйасида, чилидин австиралийәгә қәдәр попларниң 10 миңлиған кичик балиға башқунчилиқ қилиш вәқәси ашкариланған һәмдә ватикан бу җинайәтләрдин нумус вә азаб һес қилғанлиқини елан қилған иди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر