австралийәниң панаһланғучи аилини чеградин қоғлап чиқиришқа урунуши б д т ни һәрикәткә өткүзди

б д т австралийә һөкүмитини панаһланғучи аилини тутуп туруш мәркизидин қойуп беришкә чақирди.

1280589
австралийәниң панаһланғучи аилини чеградин қоғлап чиқиришқа урунуши б д т ни һәрикәткә өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети австралийә һөкүмитигә чақириқ елан қилип, сири ланкаға қайтурувитилиши сот қарари билән тохтилғандин кейин, чристмас арилидики тутуп мәркизигә йـкиветилгән тамиллиқ 2 кичик балиси болған 4 кишилик аилиниң мәркәздин қуйуп берилиши керәкликини тәләп қилди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети аилиниң һазирқи тутуп турулушиға хатимә берилишини вә 30 күн ичидә қойуп берилиши керәкликини тәләп қилди.

австралийә гәрчә хәлқара мәдәний вә сийасий һәқ - һоқуқ әһдинамисиға имза қойған дөләтләр қатаридин орун алсиму, бирақ бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң австралйә һөкүмитини бу тәләпни орундашқа зорлаш һоқуқи йоқ.

сири ланкадин австралийәгә айрим- айрм кемиләр билән 2012вә 2013 йили кәлгән надес исимлиқ дада вә кокилапатмарпирийа наделсалиң исимлиқ аниниң австралийәгә кәлгәндин кейин икки қиз пәрзәнти дунйаға кәлгән иди.

австралийәниң куенсланд өлкисигә қарашлиқ билоела шәһиридә турушлуқ аилиниң 4 йашқа киргән қизи копика вә 2 йашлиқ қизи тарника билән биргә аиличә қанчилиған қетим панаһлиқ илтимаси сунған болсиму, һөкүмәт тәрипидин илтимаслири рәт қилинған иди. 

австралийәгә сунған панаһлиқ илтимаси қобул қилинмиғандин кейин, чеградин қоғлап чиқириш үчүн мелборндин у олтурған айропилан учушқа азла қалғанда сот мәһкимисиниң қарари билән тосуп қилинған иди.

андин мәсуллар аилини мелборндин чристмас тутуп мәркизигә йөткивәткән болуп, австралийә федератсийә сот мәһкимиси аилиниң австралийәдә туруши йаки турмаслиқиға һөкүмәт әмәс, сот мәһкиси қарар беридиғанлиқи һәққидә һөкүмнамә елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر