ирақ әрбилдики һуҗумниң икки дөләт мунасивәтлиригә тәсир қилалмайдиғанлиқини билдүрди

ирақ түркийәниң әрбилдики консулханисиниң бир дипломат хадимини шеһит қилған һуҗумниң, бағдад вә әнқәрә оттурисидики тарихий вә истратегийәлик мунасивәтләргә тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

1237688
ирақ әрбилдики һуҗумниң икки дөләт мунасивәтлиригә тәсир қилалмайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ ташқи ишлар министирлиқи түркийәниң әрбилдики дипломатиниң шеһит қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «түркийәниң әрбилдики дипломатиниң җенидин айрилишиға сәвәб болған һуҗумни қаттиқ әйибләймиз» дейилди.

министирлиқниң, һуҗумниң тәпсилатлири вә арқидики сәвәблириниң ениқлиниши үчүн хәвпсизлик тармақлириниң тәкшүрүшлирини йеқиндин көзитип туруватқанлиқи алаһидә тәкитләнгән байанатта, мундақ дейилди:

«бу хаин һуҗумни бағдад билән әнқәрә оттурисидики тарихий вә истратегийәлик мунасивәтләргә тәсир көрситәлмәйду, ортақ мәнпәәтләрни әмәлгә ашуруш үчүн, икки дост дөләт орнатқан йеқинлишиш тиришчанлиқлириниму аҗизлиталмайду.»

түнүгүн (17-ийул) ирақниң әрбил шәһиридики бир ресторантқа қилинған һуҗумда, түркийәниң әрбилдики консулханисиниң бир дипломати шеһит болған, икки ирақ пуқраси җенидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر