«трампниң пикир әркинликини чәкләш һоқуқи йоқ»

америка федератсийә наразилиқ әрзи соти пирезидент доналд трампниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә йақтурмиған тордашларни чәклишиниң «пикир әркинлики вә асасий қанунни дәпсәндә қилиш » болидиғанлиқи тоғрулуқ һөкүм чиқарди.

1233324
«трампниң пикир әркинликини чәкләш һоқуқи йоқ»

түркийә авази радийоси хәвири: асасий қанунға хилап болушиға қаримай,  америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә өзини тәнқид қилған тордашларни чәклигәниди, шуниң билән бәзи тордашлар сот мәһкимисигә әрз сунғаниди. трамп шуниңдин кейин бу әрзни бикар қилиши үчүн дәриҗиси техиму йуқири бир сот мәһкимисигә илтимас сунғаниди.

нийу йорк федератсийә наразилиқ әрзи соти трамп тәрипидин чәкләнгән 7 тордашниң әрзигә қарап чиқип, «аммиви таратқуни хәлққә мунасивәтлик байанатларни елан қилиш үчүн ишлитидиған бир дөләт хадиминиң, өзи йақтурмиған учурлар вә тордашларни чәклиши пикир әркинликини дәпсәндә қилғанлиқ вә асасий қанунға хилап» тәриқисидә һөкүм елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر