нигерийәдә адәм бомба һуҗуми йүз берип 30 адәм өлди

бокоһарам террорлуқ тәшкилатиниң нигерийәниң шәрқий шималида садир қилған террорлуқ һуҗумида 30 адәм җенидин айрилди, 45 адәм йариланди.

1219956
нигерийәдә адәм бомба һуҗуми йүз берип 30 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә җиддий әһвалларни битәрәп қилиш агентлиқиниң борно өлкиси директори усман качалла, бокоһарам террорлуқ тәшкилатиниң өлкигә қарашлиқ мандарари йезисида түнүгүн кечә үч айрим адәм бомба һуҗуми садир қилғанлиқини, һуҗумларда 30 адәмниң җенидин айрилғанлиқини, 45 адәмниң йариланғанлиқини билдүрди.

бу җәрйанда нигерийәдә 2000 – йилларниң башлиридин буйан мәвҗутлуқини давамлаштуруп келиватқан боко һарамниң 2009 – йилидин тартип садир қилишқа башлиған кәң көләмлик зораванлиқ вәқәлиридә 20 миңдин артуқ адәм өлди.

тәшкилат, 2015 – йилидин буйан нигерийәгә чеградаш камерун, чад вә нигердиму вәқә пәйда қилди.

игилинишичә, тәшкилатниң чад чөли вадисидики һуҗумлирида кәм дегәндә 2 миң адәм җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر