америка түркийәгә «вәтәнпәрвәр» намлиқ қорал - йарағ сетип бериду

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи түркийәгә 3.5 милйард доллар қиммитидики «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиәси системилири сетип бериш қарарнамисини тәстиқлиди.

1109739
америка түркийәгә «вәтәнпәрвәр» намлиқ қорал - йарағ сетип бериду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқиға қарашлиқ дөләт мудапиәси бихәтәрлик һәмкарлиқ оргини тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «ташқи ишлар министирлиқи тәхминән 3.5 милйард доллар қиммитидики 80 данә (MIM-104E) типлиқ <вәтәнпәрвәр> намлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиәси системилири,  60 данә (PAC-3) типлиқ илғар башқурулидиған бомба һава мудапиәси системилири һәмдә башқа һәрбий әслиһәләрни түркийәгә сетип бериш нишан қилинған қарарнамини тәстиқлиди, буниңдин башқа йәнә, 4 данә  (AN/MQP-65) типлиқ бир йүрүш радар системиси, 4 данә қулуплаш контирол системиси, 10  данә  бир йүрүш һәрбий антенна, 20 данә  (M903) типлиқ қойуп бериш истансиси, 5 данә  йадро електир истансиси, алақилишиш үскүнилири, синақ үскүнилири, мусапиләрни өлчәш пирограммилири вә запас һәрбий әслиһәләрниму сетип беришни тәстиқлиди. бу қорал – йарағлар арқилиқ түркийәниң һава мудапиәси иқтидари йәниму күчийиду, һава вә башқурулидиған бомба тәһдитлири һәм башқа һуҗумларға тақабил туруш күчигә игә бихәтәр бир түркийә, шималий атлантик әһди тәшкилати вә йавропа қитәсидә тинчлиқ вә муқимлиқни ишқа ашурушта муһим рол ойнайду.»

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң бир әмәлдари, мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәргәндә, мундақ деди: «түркийә һава вә башқурулидиған бомба мудапиә системилирини тәрәққий қилдуруш, земин пүтүнлүкини қоғдаш вә районлуқ тәһдитләрни бир тәрәп қилиш үчүн <вәтәнпәрвәр> намлиқ башқурулидиған бомбиларни ишлитиду, биз сетип беридиған башқурулидиған бомба һава мудапиәси системилириниң сайисида, түркийә армийәсиниң дүшмәнләрчә һуҗумларға тақабил туруш вә түркийәниң чегралири ичидики шималий атлантик әһди тәшкилати иттипақдашлирини қоғдаш нишан қилинған иқтидари йәниму йүксәк сәвийәгә йетиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر