ғәззәдә исраилийәниң қәтлиамлирида өлгәнләрниң сани 35 миң 303 кә йәтти

исраилийә армийәсиниң 2023-йили 7-өктәбирдин башлап ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида қаза қилған пәләстинликләрниң сани йеқинқи 24 саәт ичидә 31 адәм көпийип, 35 миң 303 кә йәтти.

2140825
ғәззәдә исраилийәниң қәтлиамлирида өлгәнләрниң сани 35 миң 303 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики пәләстин сәһийә министирлиқи тәрипидин елан қилған байанатта, исраилийәниң уда 224 күндин буйан ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлири һәққидә мәлумат берилди.

байанатта, исраилийә армийәсиниң йеқинқи 24 саәт ичидә ғәззәниң охшимиған районлирида йүргүзгән 4 қетимлиқ қәтлиамлири давамида йәнә 31 пәләстинликниң һайатидин айрилғанлиқи вә 56 пәләстинликниң йариланғанлиқи байан қилинди.

исраилийәниң 7-өктәбирдин башлап ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида қаза қилғанлар саниниң 35 миң 303 кә, йариланғанлар саниниң 79 миң 261 гә йәткәнлики әскәртилди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати исраилийәниң һуҗумлири астидики ғәззә районида йеқинқи 10 күн ичидә 700 миңдин артуқ пәләстинликниң мәҗбурий көчүрүветилгәнликини уқтурди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети пәләстин ишлири ишханисиниң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилинған  байанатида, исраилийәниң һуҗумлири вә «тарқақлаштуруш» агаһландурушлири сәвәбидин, балилар , йашанғанлар вә мейипларни өз ичигә алған ғәззәниң җәнубида 600 миңдин, шималида болса  100 миңдин артуқ пәләстинликниң сәргәрданлиқ һайатқа мәһкум болғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди:

«исраилийә күчлири өй – маканлиридин айрилип сәргәрданлиқ һайатқа мәһкум болуп қалған пәләстинликләрни хәтәргә иттиришни тохтитиши, буниң орниға уларниң асаслиқ еһтийаҗлирини қандуруши, инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири вә башқа турмуш лазимәтликлириниң ғәззәгә кириши һәм тарқитилишиға қулайлиқ йаритип бериши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر