ғәззәдә қапсилип қалған дохтурлар тарқақлаштурулди

ғәззәдә қапсилип қалған америкалиқ 17 дохтур тарқақлаштурулди.

2141041
ғәззәдә қапсилип қалған дохтурлар тарқақлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт бихәтәрлики – учур - алақә ишлири мәслиһәтчиси җон кирбий күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, ғәззәдики йавропа дохтурханисида қапсилип қалған вә рәфаһ чегра еғизи тақақ болғанлиқтин бу йәрдин чиқалмиған дохтурлар һәққидә байанат елан қилди.

кирбий мәзкур дохтурханидики бимарларға җиддий йардәм бериш вәзиписи ахирлашқандин кейин райондин айрилишни халайдиған америка пуқраси 17 дохтурниң түнүгүн райондин тарқақлаштурулғанлиқини уқтурди.

у мәзкур дохтурханида җәмий амеракилиқ 20 дохтурниң вәзипә өтигәнликини, дохтурханида қалған башқа 3 дохтур һәққидә пикир байан қилмайдиғанлиқини әскәртти.

игилинишчә, 5-айниң 1-күни дунйа сәһийә тәшкилати қармиқида районға берип, ғәззә пуқралириға йардәм қилған 20 дохтур,  йавропа дохтурханисида вәзипә өтигәндин  кейин, бу дохтурханидин алдинқи дүшәнбә күни айрилишни пиланлиған болсиму, әмма рәфаһ чегра еғизи исраилийә армийәси тәрипидин тақиветилгәнликтин райондин айрилалмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر