нигерийәдә бир җамәдә партлаш йүз берип 11 адәм қаза қилди

нигерийәниң кано өлкисидики бир җамәдә йүз бәргән партлашта 11 адәм һайатидин айрилди.

2140917
нигерийәдә бир җамәдә партлаш йүз берип 11 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кано өлкилик сақчиханисиниң аммиви мунасивәт ишлири әмәлдари абдуллаһи һарунаниң бу һәқтә елан қилған йазма байанатида билдүрүшичә, түнүгүн нигерийәниң гезава райониға қарашлиқ лараба абасава йезисида бамдат намизи әснасида май баки сәвәбидин партлаш йүз бәргән.

партилашта 11 киши қаза қилған, 17 киши йариланған.

һарунаниң ейтишичә, давалиниватқан бир қисим йаридарларниң әһвали еғир икән, шуңа партлашта қаза қилғанлар саниниң көпийип кетишидин әндишә қилинмақта икән.

униң әскәртишичә, партлашни тәкшүрүш җәрйанида бир киши қолға елинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر