косово парламенти түркийә билән имзаланған «һәрбий рамка келишими»ни мақуллиди

косово парламентидики һакимийәт вә өктичи партийәләр парламент әзалири, 29-йанвар түркийә билән косово оттурисида имзаланған «һәрбий рамка келишими»ни бирдәк тәстиқлиди.

2140775
косово парламенти түркийә билән имзаланған «һәрбий рамка келишими»ни мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: косово йеза игилик, орманчилиқ вә йеза-қишларни тәрәққий қилдуруш ишлири министири фатон пәчи парламентита дөләт мудапиә министири еҗуп македончиға вакалитән  келишимни тонуштуруп, униң башқа бир қатар мәсилиләр билән бирликтә, тинчлиқ сақлаш, инсанпәрвәрлик вә терорлуққа қарши туруш қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқларни өз ичигә алидиғанлиқини оттуриға қойди.

пәчи парламент әзалирини келишимниң мақуллиниши үчүн беләт ташлашқа чақирип: «бу келишим төвәндики саһәләрдики һәмкарлиқларни мәзмун қилиду: һәрбий мәшиқ, санаәт вә мудапиә, һәрбий истихбараттин тәң бәһримән болуш, һәрбий дохтурлуқ, террорлуққа қарши туруш вә инсанпәрвәрлик һәрикити қатарлиқлар. бу келишимниң хәлқара келишимләр қанунидики бәлгилимиләр бойичә иҗра қилиниши үчүн, қанун лайиһәсиниң авазға қойулушини тәләп қилимән» деди.

120 кишилик парламентта беләт ташлашқа қойулған келишим, һакимийәт бешидики вә өктичи партийәләрниң 85 парламент әзасиниң мақуллуқ билдүрүп беләт ташлиши билән тәстиқланди.

түркийә билән косова оттурисидики «һәрбий рамка келишими», 29-йанвар әнқәрәдә түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири йашар гүләр билән косово дөләт мудапиә министири еҗуп македончи тәрипидин имзаланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر