бейҗиң мең хоңвейниң назарәт астиға елиниш сәвәбини елан қилди

хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи, мең хоңвейниң «чириклик җинайити садир қилиш билән әйиблинип» назарәт астиға елинғанлиқини уқтурди.

1064431
бейҗиң мең хоңвейниң назарәт астиға елиниш сәвәбини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара сақчи тәшкилати – интерпол баш катиплиқ ишханиси, «7 – сентәбирдә фирансийәниң лйон шәһиридики интерпол баш катиплиқ ишханиси, мең хоңвейниң интерпол башлиқлиқидин истепа бериш қарарини дәрһал орундаш тәләп қилинған һаләттә тапшуруп алди» дегәнләрни җамаәтчилик билән ортақлашти.

байанатта, интерполниң бәлгилимисигә асасән йеңи башлиқ сайлинип болғучә иҗраийә оргининиң әң пешқәдәм әзаси сүпити билән җәнубий корейәлик ким җоңйаңниң вәзипини тапшуруп алғанлиқи, 18  - 21 – нойабир күнлири әрәб бирләшмә хәлипиликидә өткүзүлидиған омумий кеңәш йиғинида йеңи башлиқниң сайлинидиғанлиқи қәйт қилинди.

мең хоңвей өткән ай (сентәбир) ниң ахирида барған хитайда қанунға хилаплиқ қилди, дегән гуман билән тәкшүрүлүватқанлиқи елан қилинғаниди؛ хитай коммунистик партийәси мәркизий интизам тәкшүрүш комитети байанат берип, хитай җамаәт хәвпсизлик ишлири министирлиқиниң муавин министири вә хәлқара сақчи тәшкилати (интерпол) башлиқи мең хоңвейниң қанунларға хилаплиқ қилғанлиқи шүбһисигә асасән тәкшүрүлүватқанлиқини уқтурғаниди.

мең хоңвейниң «чириклик җинайити садир қилиш билән әйиблинип» назарәт астиға елинғанлиқи билдүрүлди.

хитай җамаәт хәвпсизлик ишлири министирлиқиниң байанатида, җамаәт хәвпсизлик ишлири министири җав кеҗиниң сабиқ интерпол башлиқи мең хоңвейниң тәкшүрүлүши тоғрисида партийә комитети билән йиғин ачқанлиқи вә комитетниң мең хоңвейниң тәкшүрүлүшини толуқ қоллап – қуввәтлигәнлики қәйт қилинди.

мең хоңвейниң «пүтүнләй өз ирадисигә тайинип пара елип қанунларға хилаплиқ қилиш билән әйиблинип» тәкшүрүлүшиниң дәл вақтида елип  берилғанлиқи илгири сүрүлгән байанатта, «қанунларға хилаплиқ қилғучиларниң қаттиқ җазалиниши керәклики» тәкитләнди.

қанунларға хилаплиқ қилғучиларниң хитай коммунистик партийәси вә җамаәт хәвпсизлики ишлириға еғир зийан йәткүзгәнлики әскәртилгән байанатта, интерполниң сабиқ башлиқи мең хоңвейниң чириклик қилмишиниң чоңқурлап тәкшүрүлүши тәләп қилинди.

интерпол тәрипидин 5 – өктәбирдә елан қилинған байанатта, өткән ай фирансийәдин хитайға кәткән мең хоңвейниң йоқап кәткәнлики, һазирғичә издерикиниң йоқлуқи қәйт қилинғаниди.

мең хоңвейниң йоқап кәткәнлик хәвири, интерполниң мәркизи җайлашқан фирансийәниң лйон шәһиридә йашаватқан айалиниң җүмә күни сақчиларға мәсилә мәлум қилиши нәтиҗисидә оттуриға чиққаниди.

мең хоңвей 2016 – йилиниң нойабир ейида интерполға башлиқ болуп сайланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر