йәмән баш министириниң өйи булаң – талаңға учриди

йәмән баш министири әһмәд бин дағр хусийларни йәмәнни талан – тараҗ қилиш вә хәлқни биарам қилиш билән әйиблиди.

1013058
йәмән баш министириниң өйи булаң – талаңға учриди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән баш министири әһмәд бин дағр пайтәхт санадики өйигә хусийлар бесип керип, өй әслиһәлирини булаң талаң қилғандин кейин байанат елан қилди.

әһмәд бин дағр байанатида, «хусийлар йәмәнни вә һәтта мәмурларниң маишлириниму талан - тараҗ қилди. инсанларни хушаллиқидин мәһрум қилди» деди.

хусийларниң йәмәндә чирикликни кеңәйкәткәнликини, бәзи районларниң һазирму уларниң контироллуқи вә қийин қистақлири астида икәнликини билдүрүп, хусийларға қарши зәпәрни қолға кәлтүргәнгә қәдәр федератсийә дөләт лайиһәси йолида күрәшлирини давамлаштуридиғанлиқини тилға алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر