муһсин гәруйан: сайаһәтчиләргә мәҗбурий йағлиқ чәгкүзүш тоғра әмәс

иранда консерватип кимлики билән тонулған диний затлардин һуҗҗәтулислам муһсин гәруйан, мәҗбурий йағлиқ артқузуш түзүминиң иранға кәлгән сайаһәтчиләргә нисбәтән күчкә игә болмаслиқи керәкликини ейтти.

1009694
муһсин гәруйан: сайаһәтчиләргә мәҗбурий йағлиқ чәгкүзүш тоғра әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: муһсин гәруйан, иранда чиқидиған «тиҗарәт» намлиқ бир гезитниң соаллириға җаваб бериш җәрйанида, шәрий вә фиқһий нуқтидин сайаһәтчиләргә йағлиқ артишни теңишниң динда йоқлуқини билдүрүп, «сайаһәтчиләр өзлири халиса, йағлиқ артса болиду. диний нуқтидин уларни мәҗбурлашқа болмайду» деди вә сөзини давамлаштуруп, «биз башқа дөләтләргә барғинимизда өзимизниң билгиничә қандақ һәрикәт қилсақ, сайаһәтчиләргиму өзлириниң қаидиси бойичә һәрикәт қилишиға йол қойулуши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر