хитай һәрбий парахотлири талаш - тартишлиқ тақим араллириға кирди

хитай армийәсигә тәвә 3 парахот шәрқий хитай деңизидики йапонийә билән талаш - тартишлиқ тақим араллири деңиз тәвәликигә кирди.

1005762
хитай һәрбий парахотлири талаш - тартишлиқ тақим араллириға кирди

 

йапонийәниң кийодо агентлиқиниң йапонийә деңиз саһили бихәтәрлик иштабидин елан қилинған байанатни мәнбә қилған хәвиридә, хитайға тәвә 3 парахотниң шәрқий хитай деңизидики талаш тартишла аралларниң әтрапида көрүлгәнлики билдүрүлди.

байанатта хитай парахотлириниң әтигән сәһәрдә аралларниң әтрапида тәхминән 1 йерим саәт турғанлиқи қәйт қилинди.

шәрқий хитай деңизида йапонийә «синкаку», хитай болса, «дайу» дәп атлайдиған 5 арал вә 3 қийалиқтин тәшкил тапқан тақим араллири болуп, икки дөләт оттурисида узундин буйан игилик һоқуқи талаш - тартиш қилинип кәлмәктә. 

йапонийә һеч киши йашимайдиған бу аралларниң өзигә тәвә икәнликини илгири сүрүп, хитайни бу йәргә көзәткүчи парахотларни йоллаш арқилиқ йапонийә деңиз тәвәлики һоқ - һуқуқиға таҗавуз қилиш билән әйиблимәктә. 

бу тақим аралириниң әтрапида чарлаш үчүн чиққан йапонийә пархоти билән хитай парахотлири пат пат бир биригә агаһландурушларни йоллап туриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر