бәшшар әсәд һакимийити йеңи һуҗум башлиди

бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилириниң сүрийәдә һумус вилайитиниң әтраплирида қоршав астида туруватқан районларға һуҗум башлиғанлиқи билдүрүлди.

953391
бәшшар әсәд һакимийити йеңи һуҗум башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилири һумус вилайити әтрапида қоршав астиға алған районларға һуҗум қилишни башлиди.

һуҗумда һазирғичә алтә нуқта қолға чүшүрүлди. бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилири пайтәхт дәмәшиқтә шәрқий ғутәниң контроллуқини қолға киргүзгәндин кейин, дөләтниң оттура қисимға җайлашқан һумуста қоршав астидики районларға йүзләнди.

анадолу агентлиқиниң һумустики мухбиридин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, бәшшар әсәд қисимлири йеқинқи үч күндә вади хуббийә қатарлиқ алтә йезини қолға чүшүргән. буниң билән охшаш вақитта йәнә, һумус вилайитиниң шималидики бәзи наһийә вә аһалиләр районини һава вә қуруқлуқтин топ-зәмбирәкләр билән бомбардиман қилған.

йәрлик мәнбәләрниң әскәртишичә, бәшшар әсәд һакимийити алдин әһмийәт беридиған мәқсәтниң, һәләбни һумусниң шималиға туташтуридиған саламийә йолиниң контроллуқини капаләткә игә қилиш икән. бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилири мәзкур йол арқилиқ һәрбий қорал-йарағ топлап, өктичиләрниң қолидики 592 кивадрат километирлиқ җайни қолға киргүзүш үчүн кәң көләмлик һәрбий һәрикәт башлашни мәқсәт қилидикән.

бәш йилдин буйан һумус вилайитиниң шималида 250-200 миң киши қоршав астида йашимақта иди.

бәшшар әсәд һакимийити өткән һәптә шәрқий ғутә районини бәш йиллиқ қоршав вә қаттиқ һуҗум қилиштин кейин қолға киргүзгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر