пакистан һазирму америкиниң җәнубий асийа истиратегийәсиниң муһим бир парчиси

америка дөләт мудапиә министири җим маттис «пакистан билән бәзи мәслиләрдә чүшинишмәсликлиримиз мәвҗут. конкрет мәсилиләрни пайдилиқ нәтиҗә елиш нуқтисидин мәхпий сөзлишиш әң йахши» деди.

882989
пакистан һазирму америкиниң җәнубий асийа истиратегийәсиниң муһим бир парчиси

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири җим маттис пакистанниң һазирму америкиниң җәнубий асийа истиратегийәсиниң муһим бир парчиси икәнликини, пакистан һөкүмити әгәр талибан вә һәққани гуруплириға қарши қәтий қәдәмләрни ташлиған тәқдирдә пакистанға йардәмләрни қайтидин башлийалайдиғанлиқини ейтти.

җим маттис америка дөләт мудапиә министирлиқи ахбарат ишханисида мухбирлар билән сөһбәт өткүзди. 

пакистанға алақидар соалларға җавап берип, америкиниң алдинқи йили авғуст ейида елан қилған афғанистандики һәрбий һәрикәтлириниң кәлгүсини шәкилләндүридиған җәнубий асийа истратегийәсиниң афғанистандин әмәс, пакистандин башлинидиғанлиқини қәйт қилди.

җәнубий асийа истиратегийәси үстидә һазирму пакистан билән бирликтә хизмәт қиливатқанлиқини әскәрткән маттис, «көпинчиңларға мәлум, пакистан нато қисимлиридинму көпрәк әскәрлирини қорбан бәрди. бирақ бәзи мәслиләрдә чүшинишмәсликлиримиз мәвҗут. конкрет мәсилиләрни пайдилиқ нәтиҗә елиш нуқтисидин мәхпий сөзлишиш әң йахши» деди. 

маттис пакистан билән болған мунасивәтләрниң йаманлишиши түпәйли америка әскәрлириниң қуруғлуқтин тәминлинидиған нәрсә – керәкләр җәһәттин әндишиси бар йаки йоқлуқи һәққидики соалға җавап берип, «йақ бу җәһәттә һечқандақ әндишимиз йоқ» деди. 

бир гезитниң «бу қәдәм ахириқи һесабта америкиниң ишиға әсқатиду дәп ойламсиз йаки америкиниң буниңдин зийанға учришидин әндишә қиламсиз?» дегән соалға җаваб бәргән маттис «байанатимизда көргиниңиздәк, пакистандин үмидлик икәнликимизни билдүридиған конкрет сөзләр бар иди. байанат һазир алдимда әмәс, әмма пакистан билән һазирму бирликтә иш қиливатимиз. бизгә охшаш пакистанниңму дөлитигә тәһдит йаритиватқан террорчиларға қарши қәтий қәдәмләрни ташлиғанлиқини көрсәк, йардәмлиримизни қайтидин башлаймиз» деди.

маттистин йәнә пакистат һөкүмитиниң америкиниң тәләплирини орундийалиғудәк қабилийәткә игә йаки әмәслики соралди.

маттис җавап берип, «шуни ейтип қойайки, пакистан һөкүмити биз бирликтә қилишқа тиришватқан ишларни қилалайдиған иқтидарға игә. шуңа әлвәттә <һәә> дәймән» деди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر