араканлиқлар олтурған йәнә бир кемә ғәрқ болуп кәтти

бирма армийәси вә ашқун буддистларниң һуҗумлиридин қечип баңладиш тәрәпкә өтүп кәтмәкчи болған араканлиқ мусулманлар олтурған кеминиң ғәрқ болуп кетиши, алтиси кичик бала болуп җәмий 12 адәм һайатидин айрилди.

827693
араканлиқлар олтурған йәнә бир кемә ғәрқ болуп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: баңладиш сақчи әмәлдари шәйх әшрәфуззаман, араканлиқ мусулманлар олтурған бир кеминиң өлчәмдикидин көп йолучи салғанлиқи сәвәбидин бүгүн әтигән шаһ порир двип тәвәликидә ғәрқ болуп кәткәнликини билдүрди.

қутқузувелинған 21 кишиниң кемидә 65 әтрапида адәм барлиқи тоғрисидики учур билән тәминлигәнликини қәйт қилған әшрәфуззаман, алтиси кичик бала болуп җәмий 12 кишиниң җәситиниң тепилғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

игилинишичә, йоқап кәткән араканлиқ мусулманларни издәш – қутқузуш хизмәтлири давам қилмақта икән.

25 – авғусттин буйан бирмадики зораванлиқ вәқәлиридин қечип баңладишқа өтүп кәтмәкчи болған араканлиқ мусулманлар олтурған кемиләрниң ғәрқ болуп кетиши нәтиҗисидә кәм дегәндә 184 адәм һайатидин айрилди.

бирма армийәсиниң қораллиқ милитаристларға қарши күрәш қилидиғанлиқини илгири сүрүп, аракандики пуқраларға қаратқан 25- авғусттин буйанқи һуҗумлирида миңларчә мусулман һайатидин айрилди. бирма даирилири, районға кириш – чиқишларға рухсәт қилмиғанлиқи үчүн, һазирғичә өлгән пуқралар санини ениқлаш имканийити болмиди.

армийә билән милләтчи буддистларниң һуҗумлирида 200 әтрапида йезиға от қойуп берилди йаки вәйран қилип ташланди. 1970 – йиллардин буйан системилиқ етник тазилаш һуҗумлириға учрап келиватқан икки милйон араканлиқ мусулманниң %84 и қошна әлләрдә панаһланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر