ирақ армийәси даешқа қарши кәң көләмлик һуҗумға өтти

ирақ армийәси мусулниң ғәрбидики террорлуқ тәшкилати даешниң контроллуқидики районларни азад қилиш үчүн кәң көләмлик һуҗумға өтти.

645202
ирақ армийәси даешқа қарши кәң көләмлик һуҗумға өтти

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ армийәсиниң «әлҗәзирә» намлиқ һәрбий һәрикәтлириниң қомандани генерал қасим муһәммәди анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида,  ирақ қисимлириниң мусулниң ғәрбидики террорлуқ тәшкилати даешниң контроллуқидики анна, рава вә әлқаим районлирини қайтурувелиш үчүн бүгүн таң сәһәрдә кәң көләмлик һуҗумға өткәнликини ейтти.

алди билән көплигән алдинқи сәпләрдин анна райониға  һәрбий һәрикәт башланғанлиқини, район даештин қайтурувелинғандин кейин ирақ қисимлириниң рава вә әлқаим районлириға қарап илгириләйдиғанлиқини әскәрткән муһәммәди, иттипақдаш күчлиригә аит уруш айропиланлириниңму даешқа аит нишанларни бомбардиман қилғанлиқини әскәртти.

ирақ армийәси 2014 – йили ийундин тартип һазирғичә террорлуқ тәшкилати даешниң контроллуқидики мусулни азад қилиш үчүн 17 – өктәбирдә һәрбий һәрикәт башлиғаниди.

америка башчилиқидики иттипақдаш күчлириму һавадин йардәм бериватқан һәрбий һәрикәтләр давамида һазирғичә асаслиқи шәһәрниң шәрқий районлирда илгириләш һасил қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر