б д т ниң җәнвәдики ишханиси җайлашқан қоруда 5 терорист қолға елинди

террорлуқ тәшкилати п к к ниң каттивеши абдуллаһ өҗәланни қоллиған 5 терорист бихәтәр тамлардин атлап киргән б д т ниң җәнвәдики иш беҗириш орни җайлашқан қоруда қолға елинди.

550520
б д т ниң җәнвәдики ишханиси җайлашқан қоруда 5 терорист қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати байанатчиси мишел заччониң билдүрүшичә, террорлуқ тәшкилати п к к ниң тәхминән 100 қоллиғучиси  б д т ниң җәнвәдики иш беҗириш орниниң алдида намайиш өткүзүп, абдуллаһ өҗәланни қоллап шоар товлашқа башлиған. намайишқа қатнашқанлардин 5 киши б д т ниң җәнвәдики иш беҗириш орниму җайлашқан қоруниң бихәтәр темидин атлап ичкири киргән, шуниң билән, улар б д т аманлиқни сақлаш хадими тәрипидин тутулуп, сақчиларға тапшуруп берилгән. вәқәдин кейин бихәтәрлик тәдбирлири қаттиқ күчәйтилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر