фирансийә издәватқан гумандарни йәнә түркийә қолға чүшүрди

фирансийәниң пайтәхти парижда бултур сийасий һәҗвий журнили  Charlie Hebdo ға қилинған қораллиқ һуҗумға йардәм бериш билән әйиблинип сотланғандин кейин қойуп берилгән бир киши түркийәдә қолға чүшти.

548554
фирансийә издәватқан гумандарни йәнә түркийә қолға чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: у, террорлуқ тәшкилати даешниң сепигә қетилиш үчүн сүрийәгә кетишкә урунуватқанда түркийәдә қолға елинди. түркийә даирилири париж вә бирйусселдики һуҗумларни елип барған даешчиларниң бир қисмини һәрикәткә өтүштин бирқанчә ай бурун тутуп, өз дөләтлиригә тапшуруп бәргәниди. бирақ бу терористлар фирансийә вә белгийә тәрипидин қойуп берилгән, бу мәзкур терористларниң қанлиқ һуҗумларни елип беришиға сәвәб болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر