дунйадики түркләр аталмиш йалғанчилиқларға қарши йүрүш тәшкиллиди

америка пайтәхти вашингтонда әрмәнләрниң дәвалириға қарши түркийәни қоллаш мәқситидә өткүзүлгән «тинчлиқ вә һәмкарлиқ йүрүши» гә миңларчә адәм қатнашти.

477965
дунйадики түркләр аталмиш йалғанчилиқларға қарши йүрүш тәшкиллиди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк – американ миллий йүзләндүрүш комитети вашингтонда түркийәни қоллаш йүзисидин «тинчлиқ вә һәмкарлиқ йүрүши» тәшкиллиди. йүрүш ақсарай алдидин башлинип, түркийәниң вашингтондики әлчиханиси алдида ахирлашти. йүрүшкә, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң түрк – американ достлуқ гурупписиниң башлиқи әлисарикайа, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң муавин башлиқи фатма бәтүл сайан, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң парламент әзаси әртан айдин, түркийәниң вашингтондики баш әлчиси сәрдар қилич вә америка мусулманлири кеңишиниң баш катипи усама җамал қатнашти.

бу қетимқи йүрүшниң йәнә бир мәқсити, аталмиш 1915 – йил вәқәлиригә мунасивәтлик дәваларға, ислам дүшмәнликигә вә сүрийәлик мусапирларға диққәт қозғаш болуп, йүрүшкә америкида йашаватқан түркләрдин башқа йәнә, дост дөләтләрниң пуқралири вә мусулман хәлқләрму қатнашти. йүрүшкә қатнашқанлар, «тинчлиқ вә һәмкарлиқ үчүн түркийәни қоллаймиз», «әрменийәниң террорлуқ һуҗумлирида қурбан болғанларни әсләймиз» дегән шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүп, түркийәни қоллайдиған шоарларни товлиди.

дәл бу вақитта, канадада йашайдиған түркләрму «әрмәнләрниң йалғанчилиқлири» ға қарши йүрүди.

канадалиқ түркләр тинчлиқ вә һәмкарлишиш мунбири тәшкиллигән 24 – апрел «тинчлиқ вә һәмкарлишиш йүрүши», шеһит офитсер атилла алтикатниң қәбрисидин башланди. алди билән, 1982 - йили әрменийә террорлуқ тәшкилати «асала» (ASALA) милитанлири оттавада шеһит қилған түркийәниң канада әлчиханисиниң һәрбий мәслиһәтчиси офитсер атилла алтикат намиға қатурулған қәбригә гүлчәмбирәк қойулди. арқидин шеһитләрниң роһиға атап дуа оқулғандин кейин, кишиләр канада федератсийә парламент бинасиниң алдиға кәлди. йүрүшкә қатнашқанлар бу йәрдә топланған әрмәнләрниң намайишиға қарши тәкбир ейтип, дөләт марши оқуди. андин түркийәниң оттавадики әлчиханисиға қарап йүрүшини давамлаштурди.

йүрүшкә қатнашқан миңларчә киши йолбойи түркийә вә канада байриқини ләпилдитип, әрмәнләрниң йалғанчилиқириға қарши лозункиларни көтүрүп маңди. йүрүшкә, оттава, торонто, монтрейал, хамилтон, оквилли, миссисавага вә берлиңтон қатарлиқ шәһәрләрдә йашаватқан түркләр һәмдә башқа нурғунлиған дөләтләрниң пуқралириму қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر