«дунйа ханқизи» кәриман халис

биливелиң (57)

2048379
«дунйа ханқизи» кәриман халис

«дунйа ханқизи» кәриман халис

1932-йили бир түрк қизиниң «дунйа ханқизи» қилип талланғанлиқини биләмсиз?

1923-йили 29-өктәбир күни қурулған түркийә җумһурийитиниң тунҗи «түрк  ханқизлири» мусабиқиси 1929-йили өткүзүлиду. һөкүмәтму қоллиған бу мусабиқидә фәриһа тәвфиқ биринчиликкә еришиду.

1930-йили өткүзүлгән  «түрк  ханқизлири» мусабиқисигә достлириниң тәлипи бойичә илтимас сунған кәриман халис аилисидикиләр рухсәт қилмиғанлиқтин, иккинчи басқучлуқ мусабиқигә  қатнишалмайду. у аридин икки йил өткәндин кейин, йәни 1932-йили аилисидикиләрниң рухсити билән төтинчи қетимлиқ «түрк  ханқизлири» мусабиқисигә қатнишип, биринчиликкә таллиниду.

кәриман халис 1932-йили 7-айниң 31-күни белгийәниң сипа шәһиридә өткүзүлгән «дунйа  ханқизлири» мусабиқисигә түркийәгә вакалитән қатнишиду. 28 дөләт қатнашқан бу мусабиқидә кәриман халис «дунйа ханқизи» қилип таллиниду. арқидинла у «йашисун мустапа камал!», «йашисун түркийә ханқизи!» садалири астида түркийә байриқини ләпилдәткән һалда сәһнигә чиқип, тамашибинларға салам бериду.

мусабиқидин кейин түркийәгә қайтқан кәриман халис кәң хәлқ аммиси тәрипидин қизғин қарши елиниду. андин мустапа камалниң тәлипигә бинаән униң шәрипигә күтүвелиш мурасими өткүзүлиду. бу мурасимда мустафа камал кәриман халисниң пешанисигә сөйүп: «мән сени буниңдин кейин әҗә дәп атаймән» дәйду.

түрк айаллириниң зиммисигә муһим вәзипиләр йүкләнгән, айалларниң һәқ - һоқуқлири күришидә моһим дәп қарилидиған бу өзгириштин кейин, 1934 – йили чиқирилған «фамилә қануни» ға асасән, кәриман халисқа, ататүрк тәрипидин «ханиш» дегән мәнини билдүридиған «әҗә»  фамиләси қоллинилиду.

кәриман халис әҗә йаш түркийә җумһурийитини пүткүл дунйаға тонуштуруш, сөйдүрүш вә қобул қилдуруш үчүн нурғун лайиһәләрниң  елан йүзи болуш вәзиписини өз үстигә алиду. җүмлидин у дөләтниң кимлики вә башқа дөләтләр арисидики орнини бәлгиләштә муһим рол ойнайду.

кәриман халис әҗәдин кейин, «дунйа ханқизи» унваниға еришкән иккинчи түрк қизи, 2002-йили азра ақин болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر