искәндәр зулқәрнәйнниң таштин йасалған җәсәт сандуқи

биливелиң (56)

2045015
искәндәр зулқәрнәйнниң таштин йасалған җәсәт сандуқи

искәндәр зулқәрнәйнниң таштин йасалған җәсәт сандуқи

дунйадики әң чоң таштин йасалған җәсәт сандуқлиридин бириниң истанбул археологийә музейида икәнликини биләмсиз?

1887-йили ливанниң сайда шәһиридин тепилип, истанбулға елип келингән, еғирлиқи 25 тонна келидиған искәндәр зулқәрнәйнниң таш җәсәт сандуқи әң чоң  таш җәсәт сандуқлиридин бирси һесаблиниду.

искәндәр зулқәрнәйнниң таш җәсәт сандуқи тунҗи түркийәлик археолог вә түркийә музейшунаслиқиниң башламчилиридин бири болған осман һәмди әпәнди тәрипидин ливанниң сайда шәһиридин тепилған.

осман һәмди әпәнди 1887-йили сайда шәһиридики археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлири давамида бир хан җәмәти қәбристанлиқини тапиду. бу қәбристанлиқтин падишаһларға аит 22 данә таш җәсәт сандуқи чиқирилиду. йәр асти қәбристанлиқиниң һуҗрилирида сайда падишаһлириға тәвә бир қатар таш җәсәт сандуқлириниң тепилиши хәлқара җәмийәтни чәксиз һайаҗанға салиду. арқидинла бу йавропа вә америка қошма иштатлирида чиқидиған журналларда хәвәр қилиниду. бу йәрдин тепилған таш җәсәт сандуқлири истанбулға кәлтүрүлиду. булар арисидики искәндәр зулқәрнәйнниң таш җәсәт сандуқи археологийә дунйасидики надир йадикарлиқлардин бири һесаблиниду. бу таш җәсәт сандуқи өзгичә қапартма нәқишлири, нәпис бойақлири вә мислисиз есил безәклири билән истанбул археологийә музейиниңму әң муһим йадикарлиқлиридин бири һесаблиниду.

сайда падишаһи абдалонимосқа тәвә дәп қаралған бу таш җәсәт сандуқи миладидин илгирики 4-әсиргә аит. бу таш җәсәт сандуқиниң үсти тәрипиниң бир четигә македонийә падишаһи искәндәр зулқәрнәйнниң парслар билән елип барған уруши тәсвирләнгән қапартма нәқишләр чүшүрүлгән. таш җәсәт сандуқиниң йәнә бир тәрипигә болса достанә кәйпийат ичидә елип берилған ов овлаш мәнзириси чүшүрүлгән. лайиһәлиниши қәдимки гирек бутханилирини әслитидиған бу таш җәсәт сандуқи гирекларниң даңлиқ бәш бурҗәклик мәрмәр тешидин йасалған. үсти тәрипи адәттин ташқири дәриҗидә рәңлик қапартма нәқишләр билән безәлгән бу таш җәсәт сандуқиниң ким тәрипидин йасалғанлиқи намәлум.

1999-йили искәндәр зулқәрнәйнниң таш җәсәт сандуқиниң әслидикидин бәш һәссә кичик бир нусхиси, йапонийәниң кәшивазаки районидики түрк кәнтидә көргәзмә қилиниши үчүн түркийәдә йасилип, йапонийәгә әвәтилиду. бу таш җәсәт сандуқиниң әслидикидин бәш һәссә кичик йәнә бир нусхиси болса 2014-йили скоп же шәһиридә хизмәткә кириштүрүлгән македонийә дөләтлик археологийә музейида көргәзмә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر