түркийәниң башика һәрбий базиси

күнтәртип вә анализ (69)

1626744
түркийәниң башика һәрбий базиси

түркийәниң башика һәрбий базиси

күнтәртип вә анализ (69)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «түркийәниң башика һәрбий базиси» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** **** ** **** * *****

ирақта американиң әрбилдики һәрбий базиси билән бирла вақитта түркийәниң мосулдики башика базисиға һуҗум қилинғанлиқи, йәнә бир қетим пүтүн диққәтләрни бу районға мәркәзләштүрди.

мосулниң шималидин 25 киломитир узақлиқтики түркийәниң чоң һәрбий базиси немә үчүн һуҗум нишани болди? арқисида кимләр бар? дегән соал толиму муһим. болупму йеқинқи мәзгилдә синҗар қатарлиқ  җайларда түркийәниң терорлуққа қарши күриши давамлишиватқан бир пәйттә бу һуҗумниң йүз бериши толиму муһим.

гәрчә түркийәниң шималий ирақта нурғун чоң - кичик һәрбий базалири вә кичик типтики қоманданлиқ мәркәзлири болсиму, әмма башика базиси һәм чоңлиқи, һәм һәрбий әслиһәлири җәһәттә һәммисиниң алдинқи қатарида туратти. йәнә келип, бу база йалғуз терорлуқ тәшкилати п к к ға қарши күрәш җәһәттинла муһим болуп қалмастин, өз нөвитидә йәнә мосулдики терорлуқ тәшкилати даешниң тазилинишиға вә районда муқимлиқ вә тәңпуңлуқниң тегишлик шәкилдә ишқа ашурулишиға хизмәт қилмақта иди.  

бу база «һашди вәтәни» күчлиригиму узун муддәт саһибханлиқ қилған вә түркийә армийәси бу күчләрни  даешқа қарши тәрбийәлигән иди. тәбиий һалда бу әһвал районда мәзһәппәрәс сийасәт йүргизиватқан «һашди шабби» тәшкилати ичидики бир қисим радикал гуруппиларни толиму биарам қилған иди. болупму баш министир малики мәзгилидә иранға йеқин күчләрниң бесими сәвәбидин түркийәниң базини бекар қилиши үчүн, тәһдит вә бесимлар ишлитилишкә башланған иди. әмма түркийә бу позитсийәләргә писәнт қилмастин, ирақ һөкүмити мәсуллири билән мәсилини иҗабий шәкилдә һәл қилиш үчүн музакириләрни давамлаштурған иди.

әмдиликтә башика базисиниң башқурулидиған бомба һуҗумиға учриши, йәнә келип түркийәниң йеқинқи мәзгилдә терорлуқ тәшкилати п к к ни синҗар районидин тазилаш мәқситидә бир һәрбий һәрикәт елип баридиғанлиқиға даир аламәтләр көрүливатқан бир пәйттә һуҗумға учриши әқилләргә қайтидин «һашди шабби» унсурлирини елип кәлмәктә.

һашди шаббиға қарашлиқ күчләрниң синҗарда күнсери күпийип орунлаштурулиши вә әрбил-бағдат келишимигә хилап һалда п к к ниң йәрлик унсурлири билән һәмкарлиқ орнатқанлиқини һесабқа қошқанда, иранға йеқин унсурларниң түркийәгә қарши һәрикәт ичидә икәнликини көрүвалаймиз. ахирқи һесабта, синҗар иран үчүн истратегийәлик әһмийәткә игә район.  иран бу районни сүрийәгә бивастә тутишидиған әшйа обороти линийәси дәп қарап кәлмәктә вә уни қолдин берип қойушни қәтий халимайду. лекин бу нишанини п к к билән һәмкарлиқ орнитиш арқилиқ ишқа ашурушқа тиришши һәқиқәтән еғир хаталиқ.

ахирида, түркийә, ирақ вә сүрийә линийәсидики п к к террорлуқ тәшкилатиниң район һакимийитини пүтүнләй йоқутушта қәтий ирадигә игә икәнликини вә буниңға керәклик һеч бир иштин  йанмайдиғанлиқини намайан қилмақта. иранға йеқин гуруппиларниң сүрийәдә, болупму африн районида  мушуниңға охшаш урунушлири болған иди, лекин ақивити толиму йаман болди. түркийә армийәси нурғунлиған шиә қораллиқ унсурлирини п к к билән қошуп уҗуқтурған иди. әмдиликтә иранға йеқин күчләр түркийәни ирақниң шималида синақ қилмақта. буниң ақивитиниңму уларға нисбәтән һәргиз йахши болмайдиғанлиқини алдин ейталаймиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر