түркийә нефитқа алақидар нишаниға йуқири йөнилишлик өзгәртиш киргүзди

маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, түркийәниң нефит нишаниға йуқири йөнилишлик өзгәртиш киргүзгәнлики тоғрисида тохтилип өтимиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

2130993
түркийә нефитқа алақидар нишаниға йуқири йөнилишлик өзгәртиш киргүзди

түркийә нефитқа алақидар нишаниға йуқири йөнилишлик өзгәртиш киргүзди

түркийә авази радийоси: түркийә җумһурийәт тарихидики нефит ишләпчиқириш рекортини бузди. күндилик ишләпчиқириш миқдари 100 миң варилдин ешип кәтти؛ бу мусапидә габарда байқалған нефит наһайити муһим рол ойниди. шеһит айбүкә йалчин вә шеһит әсма чәвик нефитликиниң күндилик ишләпчиқириш миқдари 40 миң варилдин ешип кәтти. шундақ қилип, түркийә бу йил үчинчи ай тошуштин бурун 2024-йиллиқ нефит ишләпчиқириш нишаниға йәтти. түркийәниң 2024 – йиллиқ йеңи нишани алди билән 150 миң варилға, андин 200 миң варилға йетиш.

түркийә нефит һәссидарчилиқ ширкитиниң мөлчәричә, шеһит айбүкә йалчин нефитликидики йеңи байқалған омумий нефит записи тәхминән 1 милйард варил, ишләпчиқиришқа болидиған  нефит записи тәхминән 600 милйон варил икән.

гәрчә ширнақ ишләпчиқиришта муһим орунға игә болсиму, әмма мәзкур нефитликләрниң қисқа муддәт ичидә кеңәйтилиши күтүлмәктә؛ алди билән, һаккари вә ванда наһайити қисқа вақит ичидә йеңи бурғилаш паалийәтлири башлиниду. шеһит кәнҗи лейтенант исмаил җан ақдеңиз районида зор миқдарда нефит записи барлиқи мөлчәрләнмәктә. бурғилашларниң 2500 метир билән 4500 метир чоңқурлуқлириға мәркәзлишидиғанлиқи тәкитләнмәктә.

узун муддәттин қариғанда, 14 вилайәттики 18 җайда нефит чарлаш паалийити башлиниду؛ бу вилайәтләр тәртипи бойичә ван, һаккари, ғазиантәп, анталйа, чанаққәлә, шанлиурфа, зонгулдақ, дийарбакир, бартин, қарабүк, кастамону, әлазиғ, әдирнә, қәһриманмараш вә килис қатарлиқлар.

нефит ишләпчиқириш миқдариниң ешишиға әгишип, түркийәниң дәсләптә нефит еһтийаҗиниң %20ни йәрлик мәнбәләрдин қандуруши, буниң нөвәттики һесабат қизил рәқимигә хатимә бериштики интайин иҗабий қәдәм болидиғанлиқи тәкитләнмәктә. оттуриға қойулушичә, бу йеңи байқашларниң түркийә иқтисадиға қошидиған төһписи 3 милйард доллардин ашидикән.

габарға нефит туруба линийәси йатқузулмақта...

түркийә нөвәттә райондики  нефитни қуруқлуқ арқилиқ тошуватқан болсиму, лекин, габар вә райондики башқа нефитликләрдин чиқирилған нефитләрни асасий линийәгә тошуш үчүн туруба йатқузуш хизмәтлирини җиддий шәкилдә давамлаштурмақта.

габардин «боташ»ниң идил бекитигичә созулидиған хам нефит туруба йоли қурулушиниң йеримға йеқини аллиқачан тамамланди. мәзкур нефит идил бекитидин җәйһан вә дөртйол истансилириға йәткүзүлиду. бу арқилиқ нефитниң техиму қолай експорт қилинишиниң йоли ечилиду. әлвәттә, түркийәниң нефит саһәсидики нишанлири қуруқлуқтики нефитликләр биләнла чәкләнмәйду.

түркийәниң төт бурғилаш парахоти деңизлардики чарлаш паалийәтлирини үзлүксиз давамлатурмақта. фатиһ, йавуз вә қануни қатарлиқ үч бурғилаш парахоти қара деңизда, абдулһәмидхан бурғилаш парахоти болса, ақдеңизда чарлаш вә бурғилаш паалийәтлирини елип бармақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر