бүгүн «23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» күни

бүгүн биз түркийә җумһурийитигә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә болған «23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» ни қизғин тәбрикләватимиз.

2130900
бүгүн «23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» күни

түркийә авази радийоси: 1920 – йили 23 – апрел күни түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ечилған күн болуп, кейин «миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» күни қилип бекитилгән.

бүгүн, османли империйәси - сәлтәнәт түзүминиң бикар қилинишидин кейин, миллий игилик һоқуқ байрими сүпитидә пүткүл түркийә хәлқи тәрипидин тәбриклиниши вә «мустәқиллиқ уруши» да дадиси шеһит болуп кәткән балиларни сөйүндүрүш үчүн,  «миллий байрам»  күни қилип бекитилгән.

«23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими», түркийәниң һәрқайси җайлиридики өсмүрләр тәрипидин тәнтәнилик һалда тәбрикләнмәктә. җүмлидин, өсмүрлиримиз устазлири тәрипидин уйуштурулған паалийәтләрдә аилилири билән учрашмақта вә бу қутлуқ байрамни чәксиз шад – хурамлиқ илкидә тәбриклимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر