әрдоған «түрк тили байрими»ни тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түрк тилини йашнитиш вә мукәммәл һалити билән кәлгүси әвладларға йәткүзүшниң муһим әһмийитини әскәртти.

813879
әрдоған «түрк тили байрими»ни тәбриклиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түрк тили байрими мунасивити билән тәбрик сөзи елан қилди.

түрк тилиниң интайин қиммәтлик бир хәзинә икәнликини билдүргән әрдоған, түркчәни йашнитиш вә игә чиқиш үчүн һәммәйләнни тиришчанлиқ көрситишкә чақириқ қилди.

әрдоған тәбрик сөзидә, түркийә хәлқиниң бирдәкликини сақлап келиватқан мәнивий байлиқларниң алдинқи қатарида түркчә барлиқини әскәртти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түрк тилини йашнитиш вә мукәммәл һалити билән кәлгүси әвладларға йәткүзүшниң муһим әһмийитини тәкитләп, өз тилдин йатлишиш тәһдити үстидиму тохталди вә бу җәһәттә сәзгүрлүк билән тиришчанлиқ көрситиш керәкликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر