җумһур рәис әрдоған әнқәрәдә өткүзүлгән мурасимда сайлам байаннамәсини елан қилди

җумһур рәис әрдоған дөләтниң кечәликигә мунасивәтлик пиланлирини оттуриға қойуш үчүн тәнтәрбийә залиға кирип кәлгәндә, һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң қоллиғучилири тәрипидин қизғин қарши елинди.

 әрдоған мурасимда қилған сөзидә алди билән йәр тәврәш апити һәққидә, андин «ковид – 19» йуқуми қатарлиқ башқа кризислар һәққидә һәмдә адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмитиниң бу киризисларға қарши қандақ күрәш қилғанлиқи - қиливатқанлиқи тоғрисида тохталди.