әминә әрдоған баңладишта аракан мусулманлирини йоқлиди

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған баңладиштики аракан мусулманлири панаһлиниватқан лагернә зийарәт қилди. униңға, оғли билал әрдоған, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, аилә вә иҗтимаий сийасәтләр министири фатма бәтүл сайанкайа, парламент әзаси равза кавакчикан, тика (TİKA) башлиқи сәрдар чам, қизилай җәмийити мудири ибраһим алтан вә башқа иҗтимаий тәшкилатларниң вәкиллири һәмраһ болди.