миллий истихабарат идариси террорчи сәдат ақсуни уҗуқтурди

түркийә җумһурийити миллий истихбарат идариси (MIT) ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати—п к к ниң аталмиш кеңәш рәһбәрлиридин шәвгәр чийа код исимлик сәдат ақсуни уҗуқтурди.

2138801
миллий истихабарат идариси террорчи сәдат ақсуни уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: п к к террорлуқ тәшкилати миллий истихбарат идариси тәрипидин ирақта уҗуқтурулған террорчи сәдат ақсуниң өлүмини узун мәзгил йошурушқа орунған болсиму, ахири ашкарилашқа мәҗбур болди.

миллий истихбарат идариси сәдат ақсуниң 2016-йили сүрийәниң шималида түркийә бихәтәрлик қисимлириға қарши террорлуқ вәқәлирини пәйда қилиш буйруқини чүшүргәнликини, униң йәнә террорлуқ тәшкилатиниң ирақниң гара райондики оқ-дора искилатиниң аталмиш мәсули икәнликини ениқлап чиқти вә уни көзитишкә алаһидә хадим тәйинлиди.

райондики алаһидә хадимлар террорчи ақсуниң тәшкилатниң каттибашлириниң буйруқиға асасән, <пәнчә-қулуп> һәрбий һәрикити районида террорлуқ вәқәси пәйда қилидиған террорчиларни оқ-дора билән тәминлигәнликини дәлиллигәндин кейин, миллий истихбарат идариси нуқтилиқ зәрбә бериш һәрикити елип берип, сәдат ақсуни әтрапидикиләр билән бирликтә уҗуқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر