украина русийәниң тактикилиқ мувәппәқийәткә еришкәнликини етирап қилди

пирезидент зеленский йәкшәнбә күни (12-май) видео тарқитип, русийә армийәси җүмә күни(11-май)кәң көләмлик һуҗум қозғиған харкивниң бәзи җайлирида«мудапиә характерлик тоқунушлар» ниң, донетскта шиддәтлик тоқунушларниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

2138867
украина русийәниң тактикилиқ мувәппәқийәткә еришкәнликини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский русийә армийәси харкив районида қозғиған кәң көләмлик һуҗум үстидә тохтилип: «күлрәң райондин шиддәтлик тоқунушқа айланған йезилар бар. ишғалчилар бәзи җайларда аһаиләр райониға һуҗум қилишқа урунди, бәзи җайлардин илгириләш үчүн пайдилинватиду» деди.

у донетск районидики вәзийәтниң кәскинликини билдүрүп, русийә ишғалчи күчлириниң қолиға өткән авдевканиң ғәрбий шималиға җайлашқан покровски йөнилишидә йеқинқи 24 саәт ичидә 30 қетим шиддәтлик тоқунушниң йүз бәргәнликини қәйт қилди.

украина армийәси харкивдики вәзийәтниң наһайити қийин вә өзгиришчан икәнликини, чегра шәһәр волчанскни қолға чүшүрүш үчүн шиддәтлик етишишларниң йүз бериватқанлиқини  елан қилди.

байанатта, русийә армийәсиниң алдинқи сәптә тактикилиқ мувәппәқийәткә еришкәнликини әскәртти.

русийә дөләт мудапиә министирлиқиму харкив районида нурғун аһалиләр райониниң қолға киргүзүлгәнликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر