хақан фидан әтә қатарға бариду

дөлиитмиз ташқи ишлар министири хақан фидан әтә (17-апрел) қатарда дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2128135
хақан фидан әтә қатарға бариду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи хақан фиданниң қатар зийарити тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта: «министиримиз 2024-йили 17 - апрел қатарда рәсмий зийарәттә болиду. министиримиз зийарәт даирисидә, қатар баш министири вә ташқи ишлар министири шәйх муһәммәд бин абдурахман әл сани билән көрүшиду. учришишта, икки тәрәп мунасивәтлиридин башқа йәнә, пәләстинниң нөвәттики вәзийити вә район характерлик өзгиришләр музакирә қилиниду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر