түркийә қазақистанға һәр түрлүк йардәм беришкә тәййар

түркийә қазақистанда йүз бәргән кәлкүн апити мунасивити һал сораш учури елан қилди.

2125720
түркийә қазақистанға һәр түрлүк йардәм беришкә тәййар

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, қазақистанниң охшимиған районлирида давамлишиватқан кәлкүн апити сәвәбидин түмәнлигән қазақистан пуқралириниң тарқақлаштурулушқа мәҗбур қалғанлиқидин вә кәлтүрүп чиқарған еғир зийанлардин қаттиқ қайғурғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, қазақистан хәлқи вә һөкүмитигә һал сораш  тиләклири йәткүзүлди вә: «түркийә апәт кәлтүрүп чиқарған зийанниң әслигә келишигә тиләкдаштур вә һәр түрлүк йардәмләрни беришкә тәййардур» дейилди.

қазақистанда қар ериши билән йүз бәргән кәлкүнләр давалашмақта. кәлкүнниң еғир тәсиригә учриған нурғун районлардин һазирға қәдәр 60 миңдин артуқ киши тарқақлаштурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر