байрақтар т б 3 йәнә бир синақтин мувәппәқийәтлик өтти

байқар ширкити миллий вә йәрлик имканийәтләргә тайинип ишләпчиқарған «байрақтар-т.б 3» (Baykartar TB3) намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппарати 27 саәт бойичә уда учқан 26-қетимлиқ синақтинму мувәппәқийәтлик өтти.

2122317
байрақтар т б 3 йәнә бир синақтин мувәппәқийәтлик өтти

түркийә авази радийоси хәвири: байқар ширкити байанат елан қилип, «байрақтар-т.б 3»ниң тәкирдағниң чорлу наһийәсидики ақинҗи учуш мәшиқи вә синақ мәркизидики 26-қетимлиқ синақ учушини оттура егизликтә уда 27 саәт 19 минут бойичә учуп, мувәппәқийәтлик тамамлиғанлиқини уқтурди.

28-март саәт 09.40 дә башланған учуш, 29-март саәт 12:59 минут өткәндә, «байрақтар-т.б 3»ниң чақлириниң йәргә тегиши билән ахирлашти.

өз гатегорийәсиниң әң йахшиси болған ASELFLIR-500 електр оптикилиқ системиси билән оттура егизликтики система вә чидамчанлиқ иқтидари өлчилидиған барлиқ синақлардин мувәппәқийәтлик өткән «байрақтар-т.б 3», 27 саәтлик учуш җәрйанида, асманда омумий 4600 километир мусапини бесип өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر