түркийә исраилийәниң қирғинчилиқиға наразилиқ билдүрди

түркийә «ашқун исраилийә һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ сийасити»ниң пәләстинликләр үчүнму, исраилийәликләр үчүнму тәһдиткә айланғанлиқини билдүрди.

2138924
түркийә исраилийәниң қирғинчилиқиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи исраилийә ташқи ишлар министири йисраил катзниң иҗтимаий таратқудики учури тоғрисида йазма байанат елан қилип: «җумһур рәис (рәҗәп таййип) әрдоған исраилийәниң пәләстинликләргә қарши садир қилған кәчүргүсиз җинайәтлирини дадиллиқ билән әйибләйду. түркийә исраилийә тәрипидин елип бериливатқан қирғинчилиққа хатимә бериш һәмдә исраилийәниң хәлқара җәмийәт тәрипидин чәткә қеқилишини қолға кәлтүрүш үчүн бошашмай тиришиватиду.

бир қисим исраилийәлик сийасәтчиләрниң түркийәни вә униң җумһур рәиси әрдоғанни асассиз әйибләшлири, һөрмәтсизлик билән һуҗум қилишиниң сәвәби будур. (нөвәттә) ашқун исраилийә һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ сийасити пәләстинликләр үчүнму, исраилийәликләр үчүнму тәһдиткә айланди» дегән ибариләргә орун берилди.

түркийәниң исраилийәниң пәләстинликләргә қаратқан ирқчи шундақла наһәқ сийасәтлирини күнтәртипкә елип киришни давамлаштуридиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, пәләстинликләр өз земинида өз дөлитигә игә болғучә түркийәниң бу һәққаний дәвани қоғдайдиғанлиқи тәкитләнди.

исраилийә ташқи ишлар министири катз җумһур рәис әрдоғанниң исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу тоғрисидики сөзлирини һәмбәһрилигән вә әрдоғанға төһмәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر