әрдоған -март өткүзүлидиған йәрлик сайлам тоғрисида учур һәмбәһрилиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий таратқудики адресида 31-март өткүзүлидиған йәрлик сайлам тоғрисида учур һәмбәһрилиди.

2121942
әрдоған -март өткүзүлидиған йәрлик сайлам тоғрисида учур һәмбәһрилиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида һәмбәһрилигән йәрлик сайлам тоғрисидики учурида: «биз барлиқ охшимаслиқлиримиз билән бирликтә, 85 милйон кишилик чоң аилимиз. сайлам нахшимизда ейтқинимиздәк: һәммимиз охшаш бағниң гүлимиз, охшаш тағниң шамили. биз иттипақлиқимизни қанчә мустәһкәм сақлисақ, кәлгүсигә шунчә ишәнч билән қарийалаймиз. бизниң сийасий көз қарашлиримиз, йахши көридиған партийәлиримиз, келип чиқишимиз, миҗәзимиз вә турмуш усулимиз охшимаслиқи мумкин. әмма түркийә бизниң ортақ земинимиз, ортақ өгзимиз, ортақ маканимиз. миллий ирадини намайан қилиш қорали болған беләт сандуқи, 85 милйон кишидин тәшкил тапқан һәммимизниң шәрипигә аманәт. биз һәм беләт ташлаш һәмдә авазимизни қоғдаш арқилиқ демократийәмиз алдидики мәсулийитимизни ада қилимиз. 31-марттики сайламниң һазирдин тартипла дөлитимиз вә хәлқимизгә хәйрлик болушини тиләймән» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر