түркийәниң б д т дики йеңи даимий баш әлчиси сүрийә вәзийити тоғрисида тохталди

түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили, баш әлчи әһмәт йилдиз бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г ниң вә бөлгүнчи террорлуқ күнтәртипиниң сүрийәниң кәлгүсидә орни йоқлуқини оттуриға қойди.

2132372
түркийәниң б д т дики йеңи даимий баш әлчиси сүрийә вәзийити тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: әһмәт йилдиз түркийәниң  б д т да турушлуқ даимий вәкиллик вәзиписини тапшуруп алғандин кейинки тунҗи нутуқини б д т хәвпсизлик кеңишидә өткүзүлгән сүрийә йиғинида сөзлиди.

у тоқунуш 14-йилиға қәдәм қойған сүрийәдики назук вәзийәткә сәл қарашқа болмайдиғанлиқини тәкитләп: «тоқунушниң бихәтәрлик, иқтисадий вә инсанпәрвәрлик тәәплири бир гәвдә һалитидә начарлишип меңиватиду, униң үстигә үмид нуриму көрүнмәйватиду» деди.

йилдиз вәзийәтниң райондики хәтәрлик вәзийәтниң күчийиши билән техиму мурәккәплишип кәткәнликини, сүрийәниң оттура шәрқтики башқа тоқунушларниң уруш мәйдани қилип ишлитишкә қорқунчлуқ дәриҗидә мас келидиған һалға чүшүп қғланлиқини ейтти.

һәр қайси тәрәпләрниң техиму кәң тоқунушларни кәлтүрүп чиқиридиған қәдәмләрни ташлаштин өзини қачурушиниң муһимлиқини оттуриға қойған йилдиз: «сүрийәни бу хәтәрлик оттин йирақлаштуруш толиму муһим» деди.

баш әлчи йилдиз сүрийә тоқунушини һәл қилиш үчүн, б д т хәвпсизлик кеңишиниң 2254-номурлуқ қарари даирисидә сийасий мусапини җанландуридиған пәйтниң йетип кәлгәнликини, сүрийәдики тоқунушни ахирлаштурушниң бирдинбир йолиниң, тонуқушларниң негизидики асаслиқ сәвәбләрни оттуриға қойуш арқилиқ миллий йаришишни қолға кәлтүрүш җәрйанини бесип өтидиғанлиқини тәкитлиди.

у п к к / й п г / с д г террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәниң шәрқий шималида бөлгүнчилик һәрикәтлирини вә бөлгүнчилик күнтәртипини илгири сүрүшкә тиришиватқанлиқиға ишарәт қилип: «биз йәнә бир қетим тәкрарлаймизки, п к к / й п г вә бөлгүнчи террорчи күнтәртипниң сүрийәниң кәлгүсидә орни йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر